писториус: германийә армийәси дөләтни мудапиә қилалиғудәк күчгә игә әмәс

германийә дөләт мудапиә министири борис писториус германийә армийәсиниң дөләтни мудапиә қилалиғудәк күчкә игә әмәсликини ейтти.

1953890
писториус: германийә армийәси дөләтни мудапиә қилалиғудәк күчгә игә әмәс

түркийә авази радийоси хәвири: «билд гезити» ниң сотсийал демократлар партийәси парламент гуруппа әзалирини мәнбә көрсәткән хәвиригә қариғанда, писториус парламент әзалириға: «бирәр һуҗум йүз бәргән әһвалда дөләтни қоғдийалайдиған қораллиқ күчимиз йоқ» дегән.

писториус сөзидә, германийәниң шималий атлантик әһди тәшкилатидики мәсулийәтлирини әскәртип: «биз чоқум иттипақдашлиқ мәҗбурийитимизни ада қилишимиз керәк, қайта-қайта ада қилишимиз керәк, биз өтмүштә буни қилмидуқ» дегән.

германийә дөләт мудапиә министири писториус йәнә, германийә армийәси еһтийаҗлиқ болған қорал-әслиһәләрни тездин сетивелиш лазимлиқини тәкитлигән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر