финландийә п к к тәрәпдарлириниң қутратқулуқ қилмишини тәкшүрүшкә башлиди
финландийә сақчилири йәкшәнбә күни бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к тәрәпдарлириниң түркийәниң хелсинки әлчиханиси әтрапидики қутратқулуқ қилмишини тәкшүрүшкә башлиди.
түркийә авази радийоси хәвири: түркийәниң хелсинки әлчиханиси тәрипидин елан қилинған байанатта билдүрүлүшичә, голландийә сақчилири бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к тәрәпдарлириниң йәкшәнбә күнидики (26-феврал) әлчихана бинаси әтрапида елип барған қутратқулуқ қилимишини тәкшүрүшкә башлиған, һәмдә хәвпсизлик тармақлиридин бу һәқтә тәпсилий доклат беришини тәләп қилған.
финландийә таратқулириниң хәвәр қилишичә, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к тәрәпдарлири 26 – феврал күни түркийәниң хелсинки әлчиханиси әтрапида түркийә җумһурийити җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанға аит икәнлики илгири сүрүлгән бир рәсимни көйдүргән.
игилинишичә, тәхминән 20 кишидин тәшкил тапқан ниқаблиқ бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к тәрәпдарлири паалийәт өткүзүштин илгири сақчиға мәлум қилмиған. әлчихана әтрапида чарлаш елип бериватқан сақчилар бу қилмишни көрүп, дәрһал иғвагәрләрни тарқитивәткән.
иккиси финландийәлик, қалған иккиси чәт әллик болуп җәмий төт киши дөләт мәмурлириға қаршилиқ көрситиш, паракәндичилик селиш вә һақарәтләш гумани билән қолға елинған. кейинчә қойуп берилгән.