чавушоғлу йеңи деһлида субрахманйам билән көрүшти

түркийә җумһурийити ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу һиндистан ташқи ишлар министири субрахманйам җайшанкар билән көрүшти.

1952987
чавушоғлу йеңи деһлида субрахманйам билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: министир чавушоғлу өзиниң тивиттердики адресида учур һәмбәһриләп, 20 дөләт гуруһиға әза дөләтләрниң ташқи ишлар министирлири йиғиниға иштирак қилиш үчүн барған һиндистанниң пайтәхти йеңи деһли (делһи) дики тунҗи учришишини һиндистанлиқ мәнсәпдиши җайшанкар билән өткүзгәнликини билдүрди.

чавушоғлу учурида: «20 дөләт гуруһи ташқи ишлар министирлири йиғиниға қатнишиш үчүн кәлгән йеңи деһлидики тунҗи учришишимизни һиндистанлиқ мәнсәпдишим билән өткүздуқ. <дост һәрикити> дегән намда дөлитимизни қоллиғанлиқи вә йардәм қилғанлиқи үчүн миннәтдарлиқ билдүрдуқ» дегән ибариләргә орун бәрди.

министир чавушоғлу 20 дөләт гуруһи нөвәтчи рәиси һиндистанниң орунлаштуруши билән 1- 2 – март күнлири йеңи деһлида өткүзүлидиған 20 дөләт гуруһи ташқи ишлар министирлири йиғиниға қатнишиду.

йиғинда, инсанпәрвәрлик йардәмләр вә апәт йардәмлири, ашлиқ вә енергийә бихәтәрлики, терроризмға қарши күрәш, көп тәрәплимиликниң күчәйтилиши вә тәрәққийат һәмкарлиқи қатарлиқ дунйа күнтәртипидики гәвдилик мәсилиләр тоғрисида пикир алмаштуруш пиланланмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر