зелениский: украинаниң әза болуши билән йавропа иттипақи қурулуши мукәммәллишиду

украина пирезиденти володимир зеленский украинаниң йавропа иттипақиға әза болуши билән, тинчлиқпәрвәр, әркин вә бир гәвдиләшкән бүйүк йавропа қурулушиниң мукәммәллишидиғанлиқини оттуриға қойди.

1952875
зелениский: украинаниң әза болуши билән йавропа иттипақи қурулуши мукәммәллишиду

түркийә авази радийоси хәвири: украина пирезиденти володимир зеленский иҗтимаий таратқудики адресида, украинаниң йавропа иттипақи әзалиқи намзатлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

буниңдин бир йил бурун —украина-русийә урушиниң 5-күни — украинаниң йавропа иттипақиға әзалиқ илтимаси сунғанлиқини әскәрткән украина пирезиденти зеленский: «намзатлиқ һоқуқиға ериштуқ. бу йил әзалиқ сөһбәтлирини башлаш үчүн қарар чиқириш вақти» деди.

у: «украинаниң әза болуши билән, <тинчлиқпәрвәр, әркин вә бир гәвдиләшкән бүйүк йавропа қурулуши мукәммәллишиду. күрәштә бирликтимиз, бу ғәлибидиму бирликтә болидиғанлиқимизни көрситиду. йашисун йавропа, йашисун әркинлик» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر