вухән вируси хитай тәҗрибиханисидин тарқалғанму?

америка дөләт хәвпсизлик мәслиһәтчиси җейк сулливан вухән вируси (Kovid-19) ниң тәҗрибиханидин тарқилип-тарқалмиғанлиқи һәққидики соалға «ениқ җаваб» ниң йоқлуқини билдүрди.

1951928
вухән вируси хитай тәҗрибиханисидин тарқалғанму?

түркийә авази радийоси хәвири: америка дөләт хәвпсизлик мәслиһәтчиси җейк сулливан с н н (CNN) телевизийәсиниң зийаритини қобул қилғанда, «вол стрет журнили» гезитидә хәвәр қилинған енергийә министирлиқиниң «вухән вируси тәҗрибиханидин тарқалған болуши мумкин» дегән хуласә чиқирилған доклати һәққидики соалға җаваб бәрди.

у истихбарат органлирида бу тоғрида охшимиған қарашларниң барлиқини, бирақ буни җәзмләштүридиған йетәрлик учурларниң йоқлуқини әскәртти.

у пирезидент җо байдинниң истихбарат органлириға бу соалниң тегигә йетиш үчүн бир қанчә қетим йолйоруқ бәргәнликини билдүрүп: «техиму көп учурға игә болсақ, буни конгрә вә америка хәлқи билән ортақлишимиз, әмма һазирғичә истихбарат органлиридин бу соалға мунасивәтлик <ениқ җаваб> кәлмиди» деди.

«вол стрет журнили» гезити енергийә министирлиқи тәрипидин йеқинқи күнләрдә ақсарайға вә конгрә әзалириға йәткүзгән мәхпий истихбарат доклатиға асаслинип, вухән вирусиниң хитайдики бир тәҗрибиханидин еһтийатсизлиқтин тарқилип кәткән болуш еһтималиниң чоң икәнликини хәвәр қилған иди.

вирус сәвәбидин пәйда болған йуқумлуқ ваба 2020-2022-йиллирида дунйада йүз миңларчә кишиниң өлүмигә сәвәб болған иди.    



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر