йавропа иттипақи русийәгә қаритилған 10 - имбарго пиланини елан қилди

йавропа иттипақи кеңишигә әза дөләтләр тәрипидин қобул қилинған вә рәсмий тәстиқлаш җәрйани түнүгүн тамамланған русийәгә қаритилған 10 - имбарго пиланиниң тәпсилати елан қилинди.

1951538
йавропа иттипақи русийәгә қаритилған 10 - имбарго пиланини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: буниңға асасән, йавропа иттипақи ембарго тизимликигә 87 шәхс вә 34 органни қошқан.

русийә федератсийә кеңиши әзалири, 19 муавин министир, һәрқайси федератсийә органлириниң башлиқлири қатарлиқ нурғун һөкүмәт әмәлдарлири вә 4 дума вәкили ембарго тизимликидин орун алди.

русийәниң һәрбий әмәлдарлири вә украинада турушлуқ вагнер гурупписиниң икки қомандани билән биргә башқурулидиған бомба, учқучисиз айропилан, айропилан, һәрбий аптомобил, уруш парахоти йаки контрол системилирини ишләпчиқиридиған вә русийә қораллиқ қисимлирини бу хил мәһсулатлар билән тәминләйдиған ширкәтләргә ембарго йүгүзүлди.

украинаниң қанунсиз қошувелинған районлиридики мупәттишләр, русийәниң асаслиқ телевизийә қаналлири вә ахбарат гуруппилиридики йуқири дәриҗилик башқурғучилар, рийасәтчиләр шундақла русийәниң украинаға қарши ишләткән учқучисиз айропиланлирини тәййарлаш вә тәминләшкә қатнашқан 4 иран пуқрасиму ембарго тизимликигә киргүзүлди.

русийәни иқтисадий җәһәттин қоллаватқан саһәләрдики иқтисадий актийорларму тизимликтин орун алди.

шундақ қилип, йавропа иттипақи украинаниң земин пүтүнлүки, игилик һоқуқи вә мустәқиллиқиға тәһдит салидиған һәрикәтләрдә  болғанлиқи сәвәбидин чәкләш тәдбирлири йолға қойған киши сани 1473 кә вә органларниң сани 205 кә йәтти.

бу тизимликтики кишиләр вә органларниң мал-мүлүклири тоңлитилди. шәхсләрниң йавропа иттипақиға кириши чәкләнди. йавропа иттипақи пуқралири вә ширкәтлириниң тизимликтики шәхс вә органларға мәбләғ селишиму чәкләш даирисигә киргүзүлди.

бу пилан даирисидә, йавропа иттипақи билән русийә оттурисида биваситә йаки үчинчи дөләт арқилиқ хусусий учушларғиму алдин мәлум қилиш мәҗбурийити қошулған болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر