украина-русийә уруши бир йилни арқида қалдурди

украина-русийә урушиниң бир йиллиқида, нурғун дөләтләрдин украинани қоллаш сигналлири йағди.

1950912
украина-русийә уруши бир йилни арқида қалдурди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақиниң хизмәт биналири украина байриқиниң рәңгигә пүркәлди. йавропа иттипақиниң идарә-органлири җайлашқан белгийә пайтәхти бирйусселдики шумән (Schuman) мәйданида шамлар йеқилди, урушта җенидин айрилған кичик балилар үчүн шамларниң йениға ойунчуқлар қойулди.

йавропа иттипақи кеңиши байанат елан қилип, украинани қоллашни давамлаштуридиғанлиқлирини тәкитлиди.

германийә пайтәхти берлинда украина-русийә урушиниң бир йиллиқини хатириләп йеқилған шамлар билән тинчлиқ бәлгиси һасил қилинди.

фирансийә пайтәхти париждики ефил мунари украина байриқиниң рәңги билән йорутулди.

әнглийә пайтәхти лондондики трафалгар (Trafalgar ) мәйданида украинани қоллаш паалийити өткүзүлди. бир гуруппа паалийәтчиләр русийәниң әнглийәдики әлчиханиси алдидики йолни украина байриқиниң рәңгидә бойиди.

б д т омумий кеңишиму украинани қоллиди. кеңәштә, русийәниң украинадин дәрһал чиқип кетиши чақириқ қилинған қарар лайиһәси қобул қилинди. қарарға йәттә дөләт рәт авази бәрди, 141 дөләт қоллап аваз бәрди, 32 дөләт һоқуқидин ваз кәчти.

б д т омумий кеңишиниң қарари мәҗбурлаш күчигә игә әмәс.

украинани һәрбий җәһәттин қоллашму давам қилмақта.

америка украинаға 2 милйард доллар қиммитидә қошумчә хәвпсизлик йардими қилидиғанлиқини елан қилди.

хитай һөкүмити «хитайниң тинчлиқ пилани» дәп атиған 12 маддилиқ байанатини елан қилди.

хитайниң байанатида, барлиқ дөләтләрниң миллий игилик һоқуқиға һөрмәт қилиш, дийалог вә уруш тохтитиш чақириқ қилинди. әмма, русийәниң ишғал қиливалған районлардин чекиниши, украинаниң натоға әза болуши йаки әза болуштин ваз кечиши қатарлиқ конкрет мәсилиләр тилға елинмиди.

хитайниң байанатида, түркийә билән б д т башчилиқида һасил қилинған келишимни давамлаштуруш тәләп қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر