йавропа иттипақи комитети хизмәтчилириниң «тикток» ишлитишини чәклиди

йавропа иттипақи комитети хизмәтчилириниң шәхсий вә идарә – органлириға тәвә телефонлиридики «тикток» йумталини йуйуветишини тәләп қилди.

1950661
йавропа иттипақи комитети хизмәтчилириниң «тикток» ишлитишини чәклиди

түркийә авази радийоси хәвири: «политико» намлиқ интернет тор бети, йавропа иттипақиниң иҗраийә оргини сүпитидә хизмәт қиливатқан йавропа иттипақи комитетиниң бихәтәрлик мәсилисини нәзәрдә тутуп, хизмәтчилириниң иҗтимаий таратқу әпи «тикток»ни ишлитишини чәклигәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, комитетниң бу арқа көрүнүштә бүгүн әтигән барлиқ хизмәтчилиригә буйруқ чүшүрүп, хизмәт билән алақиси болған шәхсий йаки орган телефонлиридин «тикток» йумталини йуйуветишни тәләп қилғанлиқи қәйт қилинди.

хәвәрдә йәнә, йавропа иттипақиниң йавропа иттипақи кеңиши вә йавропа парламенти қатарлиқ органлириниңму йеқин кәлгүсидә мушуниңға охшаш тәдбирләрни йолға қойуш мумкинчилики барлиқиға ишарәт қилип өтүлди.

хитай техника ширкити игидарчилиқидики «тикток» йумтали бәзи дөләтләрдә дөләт бихәтәрлик әндишиси пәйда қилмақта.

америкаму рәсмий мулазимәтләрдә ишлитилидиған үскүниләргә «тикток» йумталиниң қачилинишини чәклигәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر