FBI компйотерлириниң тор һуҗумиға учриғанлиқини билдүрди
америка федератсийә тәкшүрүш идариси — FBI ниң компйутер тори хаккерларниң һуҗумиға учриди.
1948103
түркийә авази радийоси хәвири: америка федератсийә тәкшүрүш идариси мәнбәлири америка таратқулириға байанат берип, йеқинқи күнләрдә идариниң компйутер ториниң бир қисминиң тор һуҗумиға учриғанлиқини елан қилди.
америка федератсийә тәкшүрүш идарисиниң исминиң ашкарилинишини халимиған бир хадими CNN ға қисқичә чүшәнчә берип, хаккерларниң идариниң балиларға җинсий паракәндичилик селиш көрүнүшлирини тәкшүрүштә ишлитилидиған компйутер системисиға соқунуп киргәнликини билдүрди.
әмәлдарлар, һуҗумниң тәсиригә учриған бөлүмниң федератсийә тәкшүрүш идарисиниң әң чоң вә әң даңлиқ ишханилириниң бири болған нйуйорк мәйдан ишханиси билән мунасивәтлик икәнликини ейтти.
америка федератсийә тәкшүрүш идарисиниң байанатида болса, «федератсийә тәкшүрүш идариси вәқәдин хәвәрдар болуп, вәқәгә мунасивәтлик техиму көп учурға еришиш үчүн тиришиватиду. бу контроллуқ астидики айрим бир вәқә. тәкшүрүш давамлишиватқан болғачқа, федератсийә тәкшүрүш идариси һазирчә артуқ изаһат бәрмәйду» дегәнләрни қәйт қилди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
германийә баш министири түркийәгә зийарәткә келиду
германийә баш министири олаф шолз 19-өктәбир күни түркийәдә зийарәттә болиду.