америка - йапонийә армийәлири бирләшмә һәрбий маневир башлиди

йапонийә қуруқлуқта өзини қоғдаш қисимлири билән америка деңиз армийәсиниң қуруқлуқта җәң қилғучи қисимлири йапонийәниң ғәрбий җәнубида бирләшмә маневир өткүзмәктә.

1947347
америка - йапонийә армийәлири бирләшмә һәрбий маневир башлиди

түркийә авази радийоси  хәвири: йапонийә өзини қоғдаш қисимлири байанат елан қилип, йапонийә армийәси билән америка деңиз армийәсиниң қуруқлуқта җәң қилғучи қисимлириниң йапонийәниң йирақ араллирини қоғдашни өз ичигә алған бирләшмә һәрбий маневир өткүзүватқанлиқини уқтурди.

байанатта көрситилишичә, маневриға икки дөләттин қуруқлуқ вә деңизда җәң қилиш иқтидариға игә әскәрлири билән «оспрей» типлиқ айропиланлири қатнашмақта икән.

йапонийә өзини қоғдаш қисимлири билән америка деңиз армийәсиниң қуруқлуқта җәң қилғучи қисимлириниң тәхминән 1700 хадиминиң иштирак қилиши билән өткүзүлүватқан «төмүр мушт» намлиқ кәң көләмлик йиллиқ маневирниң 12 – мартқичә (2023) давамлишиши пиланланмақта икән.

маневир кагошима өлкисиниң токуношима вә кикаҗима араллири билән йапонийәниң тәйвән боғузиға әң йеқин райони окинава арилини өз ичигә алидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر