столтенберг нато йиғининиң сүкүттә туруш билән ечилғанлиқини ейтти

нато баш катипи столтенберг әтә (2023-йили 16-феврал) түркийәгә келиду вә җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән көрүшүп, йәр тәврәш апитигә учриғучиларға тәзийә билдүриду.

1946945
столтенберг нато йиғининиң сүкүттә туруш билән ечилғанлиқини ейтти

түркийә авази радийоси хәвири: нато баш катипи столтенберг нато дөләт мудапиә министирлири йиғинидин кейин өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида, натониң түркийәгә қилидиған йардими вә әтә әмәлгә ашидиған зийарити тоғрисида мәлумат бәрди.

у мәркизи қаһраманмараш болған йәр тәврәшләр сәвәбидин барлиқ иттипақдашларниң түркийәгә чоңқур тәзийәлирини йәткүзүп, йардәм қилғанлиқини әскәртти.

у мундақ деди:

«нато иттипақдашлири, шериклири вә нато йардәмлирини көпәйтти.»

у натониң бир қанчә күн ичидә апәт районлириға контейнер өйләрни әвәтидиғанлиқини әскәртип: «җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған вә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу билән көрүшүп, тәзийәлиримизни йәткүзүш үчүн, әтә түркийәдә болимән» деди.

у түнүгүн (14-феврал) нато дөләт мудапиә министирлири йиғинини сүкүттә туруш билән башлиғанлиқлирини хатирилитип: «түркийәгә йардәм қилған шерикилиримизгә тәшәккүр ейтимән. бүгүн (15-феврал) дөләт мудапиә министирлири йиғинини барлиқ иттипақдашлиримизға түркийәгә техиму көп йардәм қилишни вә истратегийәлик йардәмлирини көпәйтишни чақириқ қилип ахирлаштурдум» деди.

6-феврал (2023) қаһраманмарашта йүз бәргән вә 10 вилайәткә тәсир көрсәткән 7.7, 7.6 бал йәр тәврәшләрдә миңларчә киши җенидин айрилди. бу апәт «бу әсирдики әң чоң балайиапәт» дәп аталди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر