пакистанда көп дөләтлик деңиз армийә маневири давамлашмақта

пакистанниң карачи шәһиридә америка вә хитай қатарлиқ 50 нәччә дөләтниң деңиз армийә қисимлириниң иштирак қилиши билән елип берилған көп дөләтлик «AMAN-2023» намлиқ деңиз армийә маневири давамлашмақта.

1945618
пакистанда көп дөләтлик деңиз армийә маневири давамлашмақта

түркийә авази радийоси хәвири: адмирал җавид һәйдар хаваҗа 10 - февралда башланған маневирниң бүгүнки қисмида террорлуққа қарши күрәшкә алақидар мәшқләр елип берилғанлиқини ейтти.

хаваҗа һуҗумчи катерлар, тик учарлар, парашотчилар вә алаһидә қисимлар қатнашқан маневирниң мувәппәқийәтлик тамамланғанлиқини билдүрди.

түркийә алдинқи һәптә қаһраманмарашта йүз бәргән вә 10 вилайәткә еғир тәсир көрсәткән 7.7 вә 7.6 бал йәр тәврәш мунасивити билән бу йил (2023) маневирға қатнишалмиди.

пакистанлиқ парашотчилар йәр тәврәш сәвәбидин түркийә билән болған һәмкарлиқни ипадиләш үчүн асманда түркийә байриқи ачти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر