миңларчә киши «айа бовақ»ни беқивелишни халайдиғанлиқини билдүрди

6-феврал (2023) йүз бәргән қаһраманмараш мәркәзлик йәр тәврәштин кейин, миңларчә киши сүрийәдики гүмүрүлүп чүшкән бир бинаниң харабиликидә дунйаға кәлгән қиз бовақни беқивелишни халайдиғанлиқини билдүрди.

1944788
миңларчә киши «айа бовақ»ни беқивелишни халайдиғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: сүрийәниң африн райониниң җиндәрәс базиридики бир харабилик астида туғулған айа (мөҗизә) бовақ, қутқузувелинғанда киндики аниси билән туташ иди. айа бовақниң аниси, дадиси вә төт қериндиши харабилик астида қелип җенидин айрилди.

айа бовақ һазир дохтурханида көзитилмәктә؛ бовақниң һалидин хәвәр еливатқан балилар дохтури һани марофниң ейтишичә, бовақ дүшәнбә күни (6-феврал) интайин начар һаләттә дохтурханиға елип келингән болуп, һазир униң әһвали йахши икән.

айаниң қутқузуш көрүнүшлири иҗтимаий таратқуларда кәң һәмбәһриләнди. көрүнүшләрдә, бир киши чаң – тозан ичидики бир бовақни көтүрүп чиқивататти. мәзкур айалиниң йирақ туғқини хәлил сувәйди, бовақ харабиликтин чиқирилғандин кейин, уни африндики дохтурханиға елип барди.

иҗтимаий таратқулардики миңлиған кишиләр бу балини қандақ беқивалалайдиғанлиқини сориди؛ дохтурхана директори дохтур әтиййә халид, дунйаниң һәр қайси җайлиридин айани беқивелишни халайдиған кишиләрниң телефонини қобул қилғанлиқини билдүрди.

өзиниң айадин төт айлиқ чоң бир бовиқи барлиқини билдүргән халид: «мән һазир һечкимниң уни беқивелишиға йол қоймаймән. уни йирақ туғқанлири қайтип кәлгүчә, өз баламдәк бақимән» деди.

айаниң йурти җиндәрәс аһалиси һазирму харабилик астидики йеқинлирини издимәктә.

мәзкур базардики журналист муһәммәд әл аднан BBC гә байанат берип: «вәзийәт қорқунчлуқ. харабилик астида нурғун адәм бар. уларни һазирғичә чиқиралмидуқ» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر