зелениски әнглийәдә

украина пирезиденти володимир зелениски әнглийәдә зийарәттә болмақта.

1943961
зелениски әнглийәдә

түркийә авази радийоси хәвири: украина пирезиденти володимир зелениски олтурған айропилан әнглийәниң пайтәхти лондондики станстед айродурумиға қонди.

зеленискини айродурумда әнглийә баш вәзири риши сунак қарши алди.

әнглийә баш вәзири риши сунак аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә бу һәқтә елан қилған байанатида мундақ деди: « украина пирезиденти володимир зеленискиниң әнглийәгә зийарәткә кәлгәнликини қизғин қарши алимиз.»

 украина пирезиденти володимир зелениски 2022 – йили 24 – феврал күни башланған русийә – украина урушидин буйан тунҗи қетим әнглийәдә зийарәттә болмақта.

зелениски уруш башланғандин кейинки тунҗи чәт әл зийаритини 2022 – йили декабир ейида америка қошма иштатлириға қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر