италийә түркийәниң ковид-19 мәзгилидики йахшилиқини унтуп қалмиғанлиқини намайан қилди

италийә қаһраманмарашта йүз бәргән 7.7 вә 7.6 бал йәр тәврәшлириниң зәрбисигә учриған районларға йардәм йоллиди.

1943510
италийә түркийәниң ковид-19 мәзгилидики йахшилиқини унтуп қалмиғанлиқини намайан қилди
turkiye italya yardim.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: италийәниң әнқәрәдики әлчиханиси апәт районлириға әвәтилгән йардәмни «үмидсизликниң арқисида нурғун үмидләр, қараңғулуқниң арқисида нурғун қуйашлар бар» дегән сөз билән ортақлашти.

қаһраманмарашта йүз берип 10 вилайәткә тәсир көрсәткән  йәр тәврәш сәвәбидин нурғун дөләтләр түркийәгә издәш-қутқузуш хадимлири вә йардәм әшйалирини әвәтти؛ италийәму бу дөләтләрниң бири болди.

италийә әлчиханиси өзиниң иҗтимаий таратқудики адресида апәт райониға қилинған йардәмләр тоғрисида учур һәмбәһриләп, түркийәниң ковид-19 йуқуми мәзгилидә италийәгә йоллиған йардәм оралмилириниң үстигә йезилған «үмидсизликниң арқисида нурғун үмидләр, қараңғулуқниң арқисида нурғун қуйашлар бар» дегән сөзләргә орун аҗратти.

әйни вақитта, түркийә дунйадики ковид-19 ниң әң күчлүк зәрбисигә учриған италийәгә йардәм қолини сунған؛ йолланған йардәм буйумлири сандуқлириға кәң қорсақлиқ вә тинчлиқниң символи болған даңлиқ мутәсәввуп җалалидин руминиң «үмидсизликниң арқисида нурғун үмидләр, қараңғулуқниң арқисида нурғун қуйашлар бар» дегән сөзлири йезилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر