украинада ички ишлар министири вә истихбарат идариси башлиқи йеңидин тәйинләнди
украинада игор клименко ички ишлар министири, васил малйук украина бихәтәрлик мулазимәт идариси (SBU) ниң башлиқи болуп тәйинләнди.
1943241

түркийә авази радийоси хәвири: украинада муавин ички ишлар министири игор клименкони ички ишлар министири қилип тәйинләш вә васил малйукни болса, украина бихәтәрлик идариси (SBU) ниң башлиқи қилип тәйинләш украина парламентиниң тәстиқидин өтти.
йеқинқи төт йилдин бери украина сақчи идариси башлиқи болуп хизмәт қилған 51 йашлиқ клеменко, йанварда (2023) ички ишлар министири денис монастирский тик учар чүшүп кетиш вәқәсидә җенидин айрилғандин кейин, ички ишлар министирлиқиниң муавин министири болуп хизмәт өтимәктә иди.
малйук болса, украина бихәтәрлик мулазимәт идариси (SBU) ниң башлиқи иван баканов өткән йили ийулда вәзиписидин елип ташланғандин кейин «SBU» ниң мувәққәт башлиқи болуп вәзипә өтимәктә иди.