дунйа сәһийә тәшкилати: бу мусибәтлик күндә түркийә билән биллимиз

дунйа сәһийә тәшкилати баш катипи тедрос аданом ғебрейесус дунйа сәһийә тәшкилатиниң йәр тәврәш апитидә талапәткә учриған районларда түркийә даирилири билән һәмкарлишип хизмәт ишләйдиғанлиқлирини ейтти.

1943197
дунйа сәһийә тәшкилати: бу мусибәтлик күндә түркийә билән биллимиз

түркийә авази радийоси хәвири: дунйа сәһийә тәшкилати баш катипи ғебрейесус түркийәниң 10 вилайитидә йүз бәргән йәр тәврәш апити һәққидә елан қилған байанатида, «тәсвирлигүсиз бу азаблиқ күндә биз түркийә билән биллимиз, һазир һәммимизниң бир гәвдигә айлинип, һайат қутқузуш вә азаб-оқубәтни йәңгиллитиш үчүн һәмкарлиқ асасида һәрикәт қилиш вақтидур» деди.

ғебрейесус түркийә вә сүрийәдә йүз бәргән йәр тәврәш апитидә җенидин айрилғанлар саниниң 4 миңдин, йариланғанлар саниниң болса 22 миңдин  ешип кәткәнликини қәйт қилди.

дунйа сәһийә тәшкилати баш катипи ғебрейесус харабикләрниң астида қалғанларни издәш - қутқузуш хизмитиниң вақитқа қарши елип бериливатқанлиқини, давамлишиватқан қалдуқ йәр тәврәш вә начар қиш шараитиниң издәш - қутқузуш паалийәтлирини қийинлаштурувәткәнликини әскәртти.

ғебрейесус дунйа сәһийә тәшкилатиниң түркийә вә сүрийәгә йардәм бериш үчүн алақә тори вә җиддий қутқузуш йардәм гуруппилирини сәпәрвәр қиливатқанлиқини тәкитләп мундақ деди: «дунйа сәһийә тәшкилати болуш сүпитимиз билән, дубәйдики әшйа оборот мәркизимиздин йолға чиқидиған үч айропилан арқилиқ түркийә вә сүрийәгә оператсийә үскүнилириниму өз ичигә алған давалаш материйаллирини әвәтимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر