буркина фасода 15 нәпәр нигерийәлик өлтүрүлди

сенегалдики бир тәриқәт гурупписиниң программисиға қатнишиш үчүн йолға чиққан нигерийә гурупписидин 15 киши буркина фасодики һуҗумда қаза қилди.

1943255
буркина фасода 15 нәпәр нигерийәлик өлтүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт таратқулириниң хәвиригә асасланғанда, сенегалниң коалак районидики шәйх ибраһим ниас тәриқитиниң программисиға қатнишиш үчүн йолға чиққан бир түркүм нигерийәликләр буркина фасониң зораван районида һуҗумға учриған.

һуҗумда 15 нигерийәлик қаза қилған вә гуруппини елип маңған аптобусқа от қойуп берилгән.

нигерийә президентлиқиниң байанатида, пирезидент муһәммәд бухариниң бу қатиллиққа алақидар ечинишлиқ вәқәдин хәвәр тапқанлиқи билдүрүлди.

байанатта нигерийә билән буркина фасо һөкүмәтлириниң һәмкарлиқ ичидә икәнлики, һуҗумда қаза қилғанларниң җиназилирини вә һуҗумда һайат қалғанларни қоғдаш үчүн барлиқ тиришчанлиқларни көрситиватқанлиқи уқтурулди.

қошна дөләт малидики әлқаидә вә даешқа четишлиқ терорлуқ гуруппилири 2015 - йилдин бери буркина фасониң шимали вә шәрқидә пат пат һуҗумларни қилип кәлмәктә иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر