америка хитайниң йәнә бир «җасус шари»ниң байқалғанлиқини билдүрди
америка дөләт мудапиә министирлиқи — пентагон, американиң латин америкаси һава тәвәлкидин хитайниң йәнә бир җасус шариниң учуп өткәнликини байқанлиқини билдүрди.
1941866

түркийә авази радийоси хәвири: пентагон байанатчиси, биригада командири патрик райдер байанат берип: «биз латин америкаси асминидин учуп өтүватқан шарға мунасивәтлик хәвәрләрни көрдуқ. биз буни хитайниң йәнә бир көзитиш шари дәп қараватимиз. нөвәттә қолимизда буниңдин башқа учур йоқ» деди.