вучич сербийәниң натоға әза болушни халимайдиғанлиқини оттуриға қойди

сербийә пирезиденти александир вучич, дөлитиниң йавропа иттипақиға әза болуш йолиға қарап меңиватқанлиқини, әмма, шималий атлантик әһди тәшкилати — натоға қошулушни халимайдиғанлиқини ейтти.

1941944
вучич сербийәниң натоға әза болушни халимайдиғанлиқини оттуриға қойди

түркийә авази радийоси хәвири: вучич, сербийә мәҗлисиниң косово мәсилисини һәл қилишқа мунасивәтлик америка билән йавропа иттипақиниң қоллишиға еришкән фирансийә – германийә пиланини әтраплиқ музакирә қилиш йиғининиң иккинчи күни елан қилған байанатида җәрйанида, дөлитиниң йавропа иттипақиға әза болуш йолида меңиватқанлиқиға ишарәт қилип: «сербийә натоға қошулушни халимайду. сербийә һәрбий битәрәпликини сақлап қелиш вә күчәйтишни халайду. йавропаға маслишиш билән атлантик тәшкилатиға маслишиш оттурисида зор пәрқ бар» деди.

вучич өзиниң һәргизму һакимийитини сақлап қелиш үчүн сөһбәт өткүзмәйдиғанлиқини, өзи үчүн муһим болғининиң сербийәниң «һайат қелиши вә тәрәққийати» икәнликини тәкитлиди.

сербийәниң косовониң бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т)ға әза болуп киришиниң алдини алидиғанлиқини билдүргән вучич, өзлириниң бу ишни қилалайдиғанлиқиға ишинидиғанлиқини қәйт қилди.

йавропа иттипақи, йавропа иттипақиға әза болуш йолида илгириләватқан косово билән сербийәдин өзара сақлиниватқан мәсилиләрни һәл қилишқа капаләтлик қилидиған бир келишим һасил қилишини тәләп қилмақта.

сербийә 2008-йили бир тәрәплимә һалда мустәқиллиқини җакарлиған косовони өзиниң земини дәп қарайду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر