террорчилар намайишчи аммиға оқ чиқарди

бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати — п к к / й п г, сүрийәниң шәрқидики дәйруззур вилайити әрәб аһалисиниң тәшкилатниң йеза – базарларни ишғал қиливелишиға қарши намайишини тарқақлаштуруш үчүн оқ чиқарди.

1941945
террорчилар намайишчи аммиға оқ чиқарди

түркийә авази радийоси хәвири: мәһәллий мәнбәләрниң билдүрүшичә, сүрийәниң ирақ чеграсиға җайлашқан дәйруззур вилайитиниң шәрқидики п к к / й п г террорчилири ишғал қилип туруватқан сәбһа вә әбрәһиййә базарлирида онларчә киши тәшкилатқа қарши намайиш өткүзгәнликини билдүрди.

аталмиш ​​тәкшүрүш понкитлирини қуруп хәлққә бесим ишлитишни мәқсәт қилған тәшкилат, намайишчиларни тарқақлаштуруш үчүн пуқраларға қаритип оқ чиқарған؛ вәқәдә адәм өлүш йаки йарилиниш әһвали көрүлмигән, әмма террорчилар сәбһа вә әбрәһиййә базарлирида үч күнлүк кочиға чиқишни чәкләш бәлгилимисини  йолға қойған.

көп санлиқ аһалиси әрәбләрдин тәркиб тапқан дәйруззурниң нурғун аһалиләр районлирида йеқинқи бир һәптидин буйан уда бир қанчә қетим п к к / й п г террорлуқ тәшкилатиға қарши намайишлар өткүзүлгән.

террорлуқ тәшкилатиниң пуқраларни халиғанчә тутуп турушқа хатимә берип, қолға елинғанларни қойуп беришини тәләп қилған намайишчилар, йәнә бир тәрәптин, турмуш шараитиниң начарлишип кетишигиму наразилиқ билдүрмәктә.

дәйруззурниң фират дәрйасиниң шәрқидики районлири 2017-йилидин буйан террорлуқ тәшкилати — п к к / й п г ниң ишғали астида турмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر