йавро-асийа иқтисадий һәмкарлиқ тәшкилати йиғини алмутада чақирилди

йавро-асийа иқтисадий һәмкарлиқ тәшкилатиниң һөкүмәтләр ара кеңәш йиғини түнүгүн қазақистанниң алмута шәһиридә чақирилди.

1941435
йавро-асийа иқтисадий һәмкарлиқ тәшкилати йиғини алмутада чақирилди

түркийә авази радийоси хәвири: қазақистан баш министири әлихан исмаиловниң саһибханилиқида уда икки күн давамлишидиған йиғинға, йавро-асийа иқтисадий һәмкарлиқ тәшкилатиниң башқа әзалири болған русийә баш министири михайил мишустин, беларусийә баш министири роман головченко, қирғизистан баш министири аликбек җапаров вә әрменийә баш министири никол пашинйан қатарлиқлар қатнашти.

иштиракчилар йиғинниң биринчи күни, йавро-асийа иқтисадий һәмкарлиқ тәшкилати қармиқида тәбиий газ базири қуруш үчүн хәлқаралиқ келишим лайиһәси түзүш, һарақ базирини тәңшәш вә районлуқ тәрәққийат органлириниң паалийәтлири һәққидә музакирә елип барди.

игилинишичә, йиғинниң бүгүнки (3-феврал) кеңәйтилгән қисмида, йавро-асийа иқтисадий һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр ара сода – иқтисад саһәсидә һәмкарлиқ орнитиш, технологийәлик тәңшәш, төмүр йол вә йүк тиранспорти, енергийә қатарлиқ мәсилиләр музакирә қилинидикән.

буниңдин башқа йәнә, йавро-асийа иқтисадий һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң һөкүмәт башлиқлири 5-нөвәтлик диҗитал алмута хәлқара мунбири йиғиниғиму қатнишидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر