резников: иттипақдашлиримиз бәргән қорал – йарағлар билән русийә земиниға һуҗум қилмаймиз
украина дөләт мудапиә министири олексий резников иттипақдашлири бәргән қорал – йарағлар билән русийәниң земинлириға һуҗум қилмайдиғанлиқлирини ейтти.

түркийә авази радийоси хәвири: украина дөләт мудапиә министири олексий резников пайтәхт кийевда чақирилған украина – йавропа иттипақи комитети йиғинида, украинаниң иттипақдашлириниң украина армийәсигә қилған қорал - йарағ мәсилиси һәққидә тохталди.
у, «вәтәнпәрвә» намлиқ башқурулидиған бомба вә «SAMP-T» системилиридин сирт йәнә, « IRIS-T » вә « NASAMS» системилириниңму әң қисқа вақит ичидә украина армийәсигә йәткүзүп берилишини үмид қилидиғанлиқлирини ейтти.
резников украинаниң, йирақ мусапилиқ башқурулидиған бомбилар билән русийә земиниға һуҗум қилмаслиққа капаләтлик қилишқа тәййар икәнликини әскәртип мундақ деди: «әгәр биз 300 километир йирақлиқтин зәрбә бериш пурситигә еришсәк, русийә армийәси мудапиә линийәси шәкилләндүрәлмәйду, шуниң билән, чекинишкә мәҗбур болиду. украина, қорал - йарағлириниң русийә земинлиридики һуҗумларда ишлитилмәсликигә капаләтлик қилишқа тәййар. вақитлиқ ишғал қиливелинған районда йетәрлик зәрбә бериш нишани бар. биз иттипақдашлиримиз билән бирликтә ортақ зәрбә бериш нишани таллашқа тәййармиз.»