финландийә вә шиветсийә натоға бирликтә әза болушни халайду

финландийә баш министири санна марин билән шиветсийә баш министири улф кристершон дөләтлириниң натоға әза болушиниң бирликтә тәстиқлинишиға ишинидиғанлиқлирини билдүрди.

1941431
финландийә вә шиветсийә натоға бирликтә әза болушни халайду

түркийә авази радийоси хәвири: финландийә баш министири санна марин билән шиветсийә баш министири улф кристершон стокһолмда ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

санна марин билән улф кристершон шиветсийә билән финландийәниң бихәтәрликиниң бир-биригә бағлиқ икәнликини әскәртип, натоға бирликтә илтимас сунғанлиқини вә нәтиҗисини бирликтә көрүшни халайдиғанлиқлирини ейтти.

финландийә баш министири санна марин өзлириниң шиветсийә билән натоға әза болушни илтимас қилғанлиқини вә бу басқучни бирликтә тамамлашни халайдиғанлиқини байан қилди.

у: «бирликтә тиришчанлиқ көрситиватимиз. биз бу мәсилидә һәр күни йеқиндин алақилишиватимиз, биз түркийә билән венгирийәниң илтимасимизни балдуррақ тәстиқлишини үмид қилимиз» деди.

у русийә-украина уруши сәвәбидин йавропа бихәтәрлик тәртипиниң узун муддәтлик өзгәргәнликини, шуңа натоға қетилишни үмид қилидиғанлиқлирини билдүрди.

у диний ишларға һөрмәт қилишниң финландийә қанунида барлиқини әскәртти вә шиветсийәниң әзалиқиға узун вақит кәтсә немә иш болидиғанлиқи тоғрисида тохталди.

у: «әһвалниң синиптики кәпсиз балидәк оттуриға қойулуши әҗәблинәрлик. шиветсийәму натоға әза болуш үчүн тәләпләрни орунлаватиду. мән шиветсийәниң <аваричилиқ> сүпитидә тонитиливатқан атмосферани йақтурмаймән» деди.

шиветсийә баш министири киристершонму финландийә билән қойуқ мунасивәтлириниң барлиқини байан қилип, натоға әза болуш сәпирини бирликтә башлап, бирликтә давам қиливатқанлиқлирини ейтти.

у түркийә, финландийә вә шиветсийә имзалиған үч тәрәп әсләтмисини әсләп мундақ деди: «бүгүн әтигән (2-феврал) кабинет йиғинида, биз һөкүмәтниң террорлуққа қарши туруш қанун лайиһәсини рәсмийләштүрдуқ. бу қанун лайиһәси мартта парламентқа әвәтилиду, йеңи террорлуққа қарши туруш қануни 6-айниң 1-күнидин башлап йолға қойулиду. бу шиветсийәниң узун муддәтлик террорлуққа қарши туруш вәдисиниң ул теши» деди.

у йеқиндин буйан түркийә билән болған җиддийлик вә шиветсийәдики иғвагәрчиликләр үстидә тохтилип: «биз бу һәрикәтләр кәлтүрүп чиқарған үмидсизликни чүшинимиз вә ортақлишимиз. мениң барлиқ шиветсийәликләргә демәкчи болғиним интайин аддий؛ тинчлинип, чоң вәзийәткә вә һәқиқий ишларға, шиветсийәниң натониң әзаси сүпитидә дөләт бихәтәрликини күчәйтишкә әһмийәт берәйли» деди.

у шиветсийәниң үч тәрәп әсләтмиси рамкисида, үстигә чүшкән вәзиписини ада қилидиғанлиқини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر