байдин ирақ баш министири билән телефонлашти
америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин ирақ баш министири муһәммәд шийа әссудани билән телефонда көрүшти.

түркийә авази радийоси хәвири: ақсарай тәрипидин елан қилинған йазма байанатта билдүрүлүшичә, америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин ирақ баш министири муһәммәд шийа әссудани билән телефонда көрүшкән.
икки рәһбәрниң телефон сөһбитидә, ирақниң иқтисадий тәрәққийатидин сирт йәнә, районлуқ вә йәр шариви бихәтәрлик мәсилилири һәққидә музакирә елип берилған.
байдин америка қошма иштатлириниң ирақ билән имзаланған истиратегийәлик рамка келишигә изчил әмәл қилидиғанлиқини әскәрткән, һәмдә ирақ баш министири муһәммәд шийа әссуданиниң ирақниң игилик һоқуқи вә мустәқиллиқини күчәйтиш йолида көрситиватқан тиришчанлиқлириға йуқири баһа бәргән.
байанатта тәкитлинишичә, икки рәһбәр йәнә, ирақ баш министири муһәммәд шийа әссуданиниң ирақниң иқтисадий сийасәтлири һәққидә музакирә елип барған. пирезидент байдин америка қошма иштатлириниң бу сийасәтләрни тәстиқлашқа тәййар икәнликини ипадилигән.
байанатта, америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдинниң, ирақ ташқи ишлар министири фуад һүсәйинниң келәр һәптә вашингтонда зийарәттә болушини қизғин қарши алидиғанлиқини ейтқанлиқи әскәртилип мундақ дейилгән: «икки рәһбәр террорлуқ тәшкилати даешниң қайта ирақ хәлқи, район вә хәлқараниң бихәтәрликигә тәһдит селишиға йол қоймаслиққа капаләтлик қилишни әһдә қилди, шундақла, кәлгүси айлардиму давамлиқ һәмкарлишишни қарарлаштурди.»
байанатта қәйт қилинишичә, икки рәһбәрниң телефон сөһбитигә, ақсарайда дөләт ишлири зийаритидә болуватқан ийорданийә падишаһи 2 – абдуллаһму иштирак қилған болуп, у дөлитиниң ирақниң ортақ истиратегийәлик ул- әслиһә лайиһәлириниму өз ичигә алған саһәлиригә йардәм бериватқанлиқини тәкитлигән.