исраилийә армийәси ғәрбий қирғақта 20 пәләстинликни тутқун қилди
исраилийә армийәси ишғалийәт астидики ғәрбий қирғақта 20 пәләстинликни қолға алди.
1941087

түркийә авази радийоси хәвири: пәләстин мәһбуслар җәмийитиниң йазма байанатида, исраилийә армийәсиниң әтигәндә (2-феврал) пәләстинниң бир қанчилиған шәһиригә бесип кирип тутқун қилиш һәрикити елип барғанлиқини билдүрди.
байанатта, бу қетимқи һәрикәттә 20 пәләстинликниң қолға елинғанлиқи, улардин 15 нәпириниң рамаллаһ вә әл бирә шәһәрлиридин икәнлики уқтурулди.
исраилийә армийәси ишғалийәт астидики ғәрбий қирғақ вә шәрқий қуддуста даим дегүдәк бесип кирип тутқун қилиш һәрикити елип бармақта вә һәр түрлүк әйибләшләр билән пәләстинликләрни тутқун қилишни давамлаштурмақта.