америка талибан әзалириға  виза чәклимиси қойидиғанлиқини елан қилди

америка афғанистанда талибанниң айалларниң һоқуқини чәклишигә қарши талибан вақитлиқ һөкүмитигә қошумчә виза чәклимиси қойидиғанлиқини елан қилди.

1941181
америка талибан әзалириға  виза чәклимиси қойидиғанлиқини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министири антони блинкен талибан һөкүмитиниң айаллар вә қизларға қаратқан зулумлири вә зораванлиқлириға қарши һәрикәткә өтидиғанлиқлирини ейтти.

блинкен афғанистандики айалларға қаритилған бастуруш сийаситигә вә зованлиқлириға мәсул йаки җинайәт шерики дәп қаралған һазирқи шундақла сабиқ талибан әзалиридин башқа йәнә, дөләт сиртидики бихәтәрлик гуруппилири әзалири вә башқиларға қошумчә виза чәклимиси қойуш үчүн һәрикәткә өткәнликлирини тәкитләп: «бундақ кишиләрниң йеқин аилә әзалириғиму виза чәклимиси қойулуши мумкин» деди.

блинкен талибанниң бу қарари арқилиқ афғанистан хәлқиниң параванлиқиға йәнә бир қетим пәрвасиз муамилә қилғанлиқини тәкитлиди. талибанниң һәрикәтлириниң 1 милйондин артуқ оқуш йешидики қизларни вә нурғун йаш айалларни маариптин мәһрум қилғанлиқини, сансизлиған айалларниң университетлардин чиқириветилгәнликини вә әмгәк күчидин чәткә қеқилғанлиқини билдүрди.

талибанниң һәрикитини әң күчлүк әйибләйдиғанлиқлирини тәкитлигән антони блинкен, американиң айаллар вә қизларниму өз ичигә алған барлиқ афғанистанлиқларниң кишилик һоқуқи вә әқәллий әркинликини қоғдаш үчүн пүтүн күчи билән тиришидиғанлиқини ейтти.

талибан 2021-йили 15-авғустта афғанистанниң һакимийитини алқиниға алғандин кейин, айаллар вә қизлар маарип қатарлиқ нурғун саһәләрдики һәқ-һоқуқлиридин мәһрум қалмақта.

талибан һөкүмити декабирда (2022) қиз оқуғучиларниң университетлардики маарипиниң иккинчи буйруқ чүшкәнгә қәдәр тохтитилғанлиқини елан қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر