байдинниң өйи ахтурулди
америка федератсийә тәкшүрүш идариси (FBI) пирезидент җо байдинниң делавар иштатидики туралғусини ахтурди.
түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдинниң адвокати боб бавйер бу һәқтә елан қилған байанатида, америка федератсийә тәкшүрүш идарисиниң пирезидент байдинниң өйини ахтурғанлиқини ейтти.
у ахтурушниң шу җай вақти әтигән саәт 08:30 дин чүшкичә давамлашқанлиқини, ахтуруш нәтиҗисидә байдинниң өйидә «мәхпий һөҗҗәтләр» ниң тепилмиғанлиқини байан қилди.
бавйер, йәнә бир тәрәптин, әдлийә министирлиқиниң ахтуруш даирисидә байдинниң муавин пирезидент сүпитидә вәзипә өтигән мәзгилдә қолда йазған бәзи хатирилирини тәпсилий тәкшүрүватқанлиқини қәйт қилди.
җо байдинниң мәслиһәтчилиридин ричард саубер 9-йанвар күни елан қилған байанатида, байдинниң пен байдин мәркизидики шәхсий ишханисида, 2-нойабир күни (2022) униң муавин пирезидентлиқ вәзиписини өтигән мәзгилдин қалған аз сада «мәхпий һөҗҗәтләр» ниң тепилғанлиқини ейтқаниди.
22 – йанвар күни (2023) пирезидент байдинниң дилавар иштатидики туралғусиниң машина искилатида йеңи бир йүрүш «мәхпий һөҗҗәтләр» ниң тепилғанлиқи ашкариланғаниди.
пирезидент байдин ишханисидин «мәхпий һөҗҗәтләр» ниң чиқиватқанлиқини аңлап «һәйран қалғанлиқи» ни ейтқан вә өзиниң бу һөҗҗәтләрдин хәвириниң йоқлуқини әскәрткәниди.
америка қошма иштатлири әдлийә министирлиқи алаһидә һоқуқлуқ бир тәптиш әмәлдарини бу һөҗҗәтләрни тәкшүрүш үчүн вәзипигә тәйинлигәниди.