җон кирби ташқи ишлар министири антони блинкенниң хитайда зийарәттә болидиғанлиқини билдүрди
ақсарай дөләт бихәтәрлик кеңишиниң истратегийәлик алақә маслаштурғучиси җон кирби министир блинкенниң сабиқ авам палата башлиқи нәнси пелосиниң тәйвән зийаритидин кейин үзүлүп қалған һәрбий мунасивәтләрниң күнтәртипкә келидиғанлиқини ейтти.

түркийә авази радийоси хәвири: ақсарай дөләт бихәтәрлик кеңишиниң истратегийәлик алақә маслаштурғучиси җон кирби интернет торида чақирилған күндилик ахбарат елан қилиш йиғинида сөз қилди.
у америка малийә министирлиқиниң җәнубий шәрқий асийа дөлити бирмада 2021 - йили 1 - февралда елип берилған һәрбий өзгиришниң иккинчи йиллиқи даирисидә, сийасий өзгириш қилған һәрбий һакимийәтни кирим вә қорал билән тәминлигәнлики ениқланған алтә шәхс вә үч органға ембарго йүргүзидиғанлиқини елан қилди.
у бу қарарниң әнглийә, австиралийә вә канада қатарлиқ иттипақдашлири билән бирликтә һәрбий һакимийәткә қаритилған омумий ембарго даирисигә киргүзүлгәнликини тилға елип, бирмадики сийасий өзгириштин буйан 80 шәхс вә 30 органға ембарго йүргүзгәнликлирини әскәртти.
у: «бирмадики һәрбий һакимийәтниң вәһшийликидин һесаб сораш үчүн иттипақдашлиримиз билән тиришишни давамлаштуримиз» деди.
у йәнә, әтә (2-феврал) америка пирезиденти җо байдинниң ийорданийә падишаһи иккинчи абдуллаһ билән көрүшүп, район бихәтәрлики вә иран мәсилилирини музакирә қилидиғанлиқини билдүрди.
у пирезидент байденниң биразилийә пирезиденти луйиз иначийо лула да силва биләнму көрүшидиғанлиқини уқтурди.
у ташқи ишлар министири антони блинкенниң келәр һәптә хитайда зийарәттә болидиғанлиқини тилға елип, хитайдики сөһбәтдашлири билән сабиқ авам палатаси башлиқи нәнси пелосиниң тәйвән зийаритидин кейин үзүлүп қалған һәрбий ишлар вә муһит мәсилиси қатарлиқ темилардики дийалогдин башқа нурғуниған темиларда музакирә мәсилилириниң күнтәртипкә келидиғанлиқини билдүрди.