венгирийә ташқи ишлар министири қуранниң көйдүрүлишигә наразилиқ билдүрди
венгирийә ташқи ишлар вә ташқи сода министири петер сиҗҗарто башқа бир динниң муқәддәс китабини көйдүрүш вә һақарәтләшни һәргизму қобул қилишқа болмайдиғанлиқини ейтти.

түркийә авази радийоси хәвири: венгирийә ташқи ишлар министири сиҗҗарто шиветсийәдә ашқун оң қанат сийасәтчи расмус палуданниң стокһолмдики түркийә әлчиханиси алдида қуранни көйдүргәнликигә наразилиқ билдүрди.
сиҗҗарто һәр қандақ бир динниң муқәддәс китаблири йаки символлириниң көйдүрүлүшигә вәйаки һақарәтлинишигә қәтий қарши туридиғанлиқини билдүрүп йәнә мундақ деди:
«мән бир хиристийан болуш сүпитим билән, йәни тәқвадар католик хиристийан болуш сүпитим билән шуни ейтип қойайки, башқа бир динниң муқәддәс китабини көйдүрүш вә уни һақарәтләшни һәргизму қобул қилишқа болмайду. башқа биз динниң муқәддәс китабини көйдүрүшни <пикир әркинлики> дейиш (әпу қилиң, әмма) һамақәтликтур. һазир бир дөләт шималий атлантик әһди тәшкилати-натоға қошулушни халиса вә түркийәниңму қоллишиға еришмәкчи болса, ундақта сәл еһтийатчан болуши керәк.»