коломбийәдики қораллиқ һуҗум төт кишиниң җениға замин болди
колумбийәдә йүз бәргән қораллиқ һуҗумда төт киши қаза қилип, алтә киши йариланди.
1940195

түркийә авази радийоси хәвири: колумбийә дөләт мәтбуатлиридики хәвәрләргә қариғанда, барранкула шәһиригә қарашлиқ ел сантуаро мәһәллисидә бир ашханида мусабиқә көрүватқан кишиләргә қораллиқ һуҗум қилинған.
һуҗумда төт киши нәқ мәйданда җенидин айрилип, алтә киши йариланған.
һуҗум қилғучиларниң районға мотосиклит билән кәлгәнлики билдүрүлди.
алақидар мәсулар тәрипидин елан қилинған байанатта, районда тәшкиллик җинайәт гуруппилириниң барлиқи вә әткәсчилик сәвәбидин хәлқниң еғир бихәтәрлик мәсилисигә дуч келиватқанлиқи билдүрүлди.