америка мусулманлири шиветсийә консулханиси алдида намайиш өткүзди

америка мусулманлири американиң нийу йорк шәһиридики шиветсийә консулханиси алдида йиғилип, ашқун оңчи сийасәтчи расмус палуданниң стокһолмдики түркийә әлчиханиси алдида қуран кәримни көйдүргәнликигә наразилиқ билдүрди.

1939392
америка мусулманлири шиветсийә консулханиси алдида намайиш өткүзди
new york kuran-i kerim yakilmasi protestosu.jpg
new york kuran-i kerim yakilmasi protestosu1.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: америка мусулманлири билән америкада йашаватқан түркләрмәнхаттондики шиветсийә консулханисиға мәһтәр марши (османли барабанчи әскәр марши) оқуп йүрүш қилди вә башконсулхана бинасиниң алдиға қуран кәрим билән бирликтә қара гүлчәмбирәк қойди.

намайишчилар консулхана алдида намаз оқуп тәкбир ейтти. «биз барлиқ муқәддәс китабларни һөрмәтләймиз», «мәдәний һәқ - һоқуқлар һәмишә мәдәний әмәс», «нәпрәт нәпрәтни пәйда қилиду», «қуранни йаки инҗилни көйдүрмә! уларни оқу!» дәп йезилған лозункиларни ачти.

түркләргә вакалитән түркийә-америка рәһбәрлик комитети (TASC) ниң тәң дәриҗилик рәиси мәлиһ бәкташ инглиз тилида елан қилған байанатида: «дунйаниң мәйли қәйиригә барсиңиз, пикир әркинликиниң хата изаһати астиға йошурунуп, асан ишқа йүгрәйдиған аңсиз вә атикача кишиләрни көрисиз» деди.

мәлиһ бәкташ дунйадики көп санлиқниң йахши кишиләрдин тәркиб тапидиғанлиқини вә уларниң дунйани йахшилиқ билән йашиғили болидиған йәргә айландурғанлиқини ейтти.

башқа мусулман дөләтләрниң пуқралириму қуран кәримгә қилинған һөрмәтсизликкә қарши наразилиқлирини ипадилиди.  

америкада йашаватқан түркләр болса, шиветсийә һөкүмитиниң ислам дининиң муқәддәс китабиға қилинған һуҗумға сүкүт қилғанлиқиға вә намувапиқ баһаниләр көрсәткәнликигә қаттиқ наразилиқ билдүрди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر