сомали армийәси террорлуқ тәшкилати әшшабабқа әҗәллик зәрбә бәрди
сомали армийәси төвәнки шабел районида елип барған һәрбий һәрикитидә, террорлуқ тәшкилати әшшабабниң башлиқлириниму өз ичигә алған җәмий 136 әзасини биртәрәп қилди.
1939460

түркийә авази радийоси хәвири: сомали дөләтлик телевизийә қанили (SNTV) ниң хәвиригә асасланғанда, дөләтлик истихбарат идариси алаһидә қисимлири вә америка армийәси бирликтә, төвәнки шабел районида террорлуқ тәшкилати әшшабабқа қарши бирләшмә һәрикәт елип барған.
һәрикәттә моалим салаһәй, салман дәрә вә моалим һаши қатарлиқ каттибашлириниму қошқанда, җәмий 136 нәпәр тәшкилат әзаси өлтүрүлгән.
әшшабабқа қарши мәмликәт миқйасида елип берилған һәрбий һәрикәтләрдә, йеқинқи икки һәптә ичидә йүзлигән тәшкилат әзаси уҗуқтурулған.
сомали армийәси әшшабабқа қарши тәхминән алтә айдин бери елип бериватқан һәрикәтлиридә көрүнәрлик илгириләшләрни қолға кәлтүрүп, онлиған шәһәр, базар вә йезиларни контроллуқи астиға алди.