пакистанда бир җамәдә адәм бомба һуҗуми йүз бәрди

пакистанниң хәйбәр пахтунхва иштатида бир җамәгә қилинған адәм бомба һуҗумида, сақчиларни өз ичигә алған 28 адәм җенидин айрилди.

1939743
пакистанда бир җамәдә адәм бомба һуҗуми йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: пакистан таратқулиридики хәвәрләрдә билдүрүлишичә, хәйбәр пахтунхва иштати полис лайнес районидики җамәдә пешин намизи вақтида адәм бомба һуҗуми йүз бәргән.

һуҗумда дәсләпки ениқлашларға асасланғанда, 28 киши җенидин айрилди, 150 дин артуқ киши йариланди.

мәсул даириләр, 10 йаридарниң әһвалиниң еғир икәнликини билдүрди.

таратқулардики видеоларда, җамәниң көп қисминиң партлаш сәвәбидин өрүлүп чүшкәнлики көрүлиду.

партлашниң җавабкарлиқини һазирчә һечқандақ тәшкилат йаки шәхс үстигә алмиди.

пакистан талибани (TTP) йеқинқи күнләрдә һуҗумлирини көпәйтмәктә.

пакистан талибани 28-нойабир (2022) иҗтимаий таратқу арқилиқ 2022-йили 10-май исламабад һөкүмити билән келишкән уруш тохтитишниң ахирлашқанлиқини, әзалириға дөләт миқйасида хәвпсизлик күчлиригә һуҗум қилишни буйруқ қилғанлиқини җакарлиған иди.

пакистан һөкүмити пакистан талибанини террорлуқ тәшкилати дәп атайду.

мәркизий исламабадқа җайлашқан хәвпсизлик тәтқиқатлири иниститутиниң мәлуматлириға асасланғанда, пакистанда өткән йили (2022) 506 террорлуқ һуҗуми йүз бәргән болуп, һуҗумларда 290 хәвпсизлик хадими, 311 пуқра җенидин айрилған.

пакистанда 2022-йили террорлуқ һуҗумлири 2021-йилға қариғанда %15 көпәйгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر