һиндилар мусулманларниң һинди айаллири билән той қилишиға қарши намайиш өткүзди
һиндистанда ашқун оңчи һиндилардин тәркип тапқан йүзлигән киши мусулманларниң һинди айаллири билән той қилишиға наразлиқ билдүрүп, дин өзгәртишкә қарши қанунларниң чиқирилишини тәләп қилди.
1939536

түркийә авази радийоси хәвири: «NDTV» қанилиниң хәвиригә асасланғанда, намайишчилар мусулман әрләрниң һинди айаллирини никаһ арқилиқ дин өзгәртишкә қайил қиливатқанлиқини әлгири сүрүп, наразилиқ намайиши өткүзгән.
оң қанат гуруппиларниң паалийәтчилири бомбайдики йиғилишта, мусулман билән һиндиларниң той қилишиға қарши шоарларни товлап дин өзгәртишкә қарши қанунларниң чиқирилишини вә дин намида йәр игиләшни тохтитишни тәләп қилди.
һинди оң қанат тәшкилатлириниң башламчилиридин бири болған «сакал һинди самаҗ» тәрипидин өткүзүлгән намайишқа йәнә, «дини нәпрәтни улғайтиш» билән әйибләнгән һинди милләтчи гуруппилардин раштрийа свайамсевак бирләшмиси вә дунйа һинди кеңиши қатарлиқ тәшкилатларниңму рәһбәрлири һәмдә әзалири қатнашти.