иранниң һәрбий муәссисәсигә микро учқучисиз һава апирати арқилиқ һуҗум қилинди

иранниң исфаһан шәһиридә дөләт мудапиә министирлиқиға тәвә оқ дора ишләпчиқириш районида партилаш йүз бәрди.

1939117
иранниң һәрбий муәссисәсигә микро учқучисиз һава апирати арқилиқ һуҗум қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: иран дөләтлик телевизийә истансиси исфаһандики бир һәрбий муәссисәдә чоң партлаш авази аңланғанлиқини хәвәр қилди.

партлашниң дөләт мудапиә министирлиқиға тәвә оқ дора ишләпчиқириш районида йүз бәргәнлики билдүрүлди.

исфаһан валийси партилашни җәзмләштүрди вә адәм өлүш һадисси көрүлмигәнликини уқтурди.

дөләт мудапиә министирлиқиниң байанатида, һәрбий муәссисәгә микро учқучисиз һава апирати арқилиқ һуҗум қилинғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, «дөләт мудапиә министирлиқиға тәвә оқ дора ишләпчиқириш муәссисәлиридин биригә микро учқучисиз һава апирати арқилиқ һуҗум қилинди. мудапиә тәдбирлири сайисида, апиратлардин бирси муәссисәниң һава мудапиә системиси тәрипидин етип чүшүрүлди.  қалған иккиси мудапиә тозиқиға чүшүп партилиди» дейилди.

һуҗум нәтиҗисидә адәм өлүш вәқәси көрүлмигәнлики, әмма муәссисәниң өгзисигә кичик түрдә зийан йәткәнлики билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر