ирандики 5.8 бал йәр тәврәштә 2 киши қаза қилип, 664 киши йариланди
иранниң ғәрбий әзәрбәйҗан өлкисигә қарашлиқ хой шәһиридә түнүгүн кәчтә йүз бәргән 5.8 бал йәр тәврәштә, 2 киши қаза қилип, 664 киши йариланди.
1939144

түркийә авази радийоси хәвири: ғәрбий әзәрбәйҗан валийси муһәммәд садиқ мутидийан йариланғанлардин 16 нәпириниң салмас шәһиридики дохтурханиға йолланғанлиқини, 20 кишиниң хойдики дохтурханиларда балнестқа елинғанлиқини вә 6 кишиниң оператсийә қилинғанлиқини билдүрди.
мутмәдийан йәр тәврәш сәвәбидин тәхминән 70 йезиниң зийанға учриғанлиқини уқтурди.
апәт вә җиддий ишларни бир тәрәп қилиш идарисиниң тор бетидики учурларға асасланғанда, хой шәһиридики 5.8 бал йәр тәврәш, йәр йүзидин 6.49 километир чоңқурлуқта йүз бәргән. хой вә чайпаре шәһәрлиридики мәктәпләр қалдуқ йәр тәврәшләр сәвәбидин оқу оқутушни тохтатқан.