американиң сабиқ пирезиденти хаталиқ өткүзгәнликлирини етирап қилди

өйидә дөләткә тәвә «мәхпий һөҗҗәтләр» тепилған америка қошма иштатлириниң сабиқ муавин пирезиденти майк пенс хаталиқ өткүзгәнликлирини етирап қилди вә бу мәсилидә толуқ мәсулийәтни өз үстигә алғанлиқини ейтти.

1939021
американиң сабиқ пирезиденти хаталиқ өткүзгәнликлирини етирап қилди

түркийә авази радийоси хәвири: пенс, флорида иштатлиқ университетитики бир паалийәттә қилған сөзидә, өйидә муавин пирезидент дәвридә «мәхпий һөҗҗәтләр» ниң тепилғанлиқи һәққидә мундақ деди: «бу мәхпий һөҗҗәтләр мениң шәхсий туралғумда болмаслиқи керәк иди. хаталиқ садир болди, мән толуқ мәсулийәтни өз үстүмгә алимән.»

у, мәхпий һөҗҗәтләрни мувапиқ қоғдашниң дөләт бихәтәрлики үчүн интайин муһимлиқини тәкитлиди, һәмдә пирезидент җо байдинниң шәхсий ишханиси вә туралғусида мәхпий һөҗҗәтләр тепилғандин кейин, өзлириниң шәхсий хатирилирини көздин кәчүргәнликлирини ейтти.

пенс, «мәхпий һөҗҗәтләр» тепилғандин кейин, дәрһал дөләтлик архип идарилири, федератсийә тәкшүрүш бийоруси вә әдлийә министирлиқиниң мунасивәтлик орунлириға хәвәр қилғанлиқлирини байан қилди.

у, мәслиһәтчилириниң бу органлар билән һәмкарлишип, хизмәт ишләватқанлиқини қәйт қилди, һәмдә өзиниң бу һөҗҗәтләрниң барлиқидин хәвириниң йоқлуқини әскәртти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر