қарста «2023 – йиллиқ қишлиқ» һәрбий маневир давамлашмақта

қарс шәһиридә түркийә армийәсиниң җумһурийәт тарихидики әң кәң көләмлик «2023 – йиллиқ қишлиқ» һәрбий маневири давамлашмақта.

1939003
қарста «2023 – йиллиқ қишлиқ» һәрбий маневир давамлашмақта

түркийә авази радийоси хәвири: 9-корпус қоманданлиқ иштабиниң йетәкчилики вә башқурушида өткүзүлүватқан «2023 – йиллиқ қишлиқ» һәрбий маневирға, германийә, италийә, әзәрбәйҗан, қазақистан вә әнгилийә қатарлиқ 17 дөләтниң һәрбий хадимлириму қатнашмақта.

қарс шәһиридә 1758 һәрбий хадимниң қатнишиши билән өткүзүлүватқан маневирда, 43 түрлүк охшимиған типтики 651 һәрбий аптомобил вә 23 түрлүк  диаметири охшимайдиған 865 қорал ишлитилмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر