канада  ислам дүшмәнликигә қарши күрәш үчүн алаһидә вәкил тәйинлиди

канада һөкүмити бу дөләттики мусулманлар җәмийити дуч келиватқан һуҗум, ирқчилиқ, айримчилиқ вә диний хушпеилсизлиқ қатарлиқ қилмишларға қарши күрәш үчүн алаһидә вәкил тәйинлиди.

1938993
канада  ислам дүшмәнликигә қарши күрәш үчүн алаһидә вәкил тәйинлиди

түркийә авази радийоси хәвири: канада баш министири җастин трудо, бу һәқтә елан қилған йазма байанатида,  кишилик һоқуқ қоғдиғучиси вә журналист амира елгавабини «канаданиң ислам дүшмәнликигә қарши күрәшниң тунҗи алаһидә вәкили» қилип тәйинлигәнликини уқтурди.

у, елгавабиниң бу вәзипигә тәйинлинишиниң бу дөләттики ислам дүшмәнлики вә һәр хил өчмәнликкә қарши күрәштә ташланған муһим бир қәдәм икәнликини тәкитләп мундақ деди: «көп хиллиқ һәқиқәтән канаданиң әң чоң әвзәлликлириниң бири, әмма нурғун мусулманларға нисбәтән ислам дүшмәнлики һәммигә айан. шуңа, буни өзгәртишимиз керәк. дөлитимиздә һечким өз етиқади түпәйли өчмәнликкә дуч кәлмәслики керәк.»

трудо, канада һөкүмитиниң мусулманлар җәмийитини қоллайдиғанлиқини, бу дөләттә һәр қандақ шәкилдики ислам дүшмәнлики, айримчилиқ вә өчмәнликниң қобул қилинмайдиғанлиқини тәкитлиди.

2017-йили 29 – йанвар күни, мусулманлар канаданиң квебек шәһиридә бир җамәдә ибадәт үчүн бир йәргә җәм болғанда бу җамәгә қораллиқ һуҗум қилған александир биссоннет, 6 адәмни өлтүргән, 19 адәмни йариланғандурғаниди.

2021-йили 6-ийун күниму, онтарийо иштатиниң лондон шәһиридә, пийадиләр йолида кетиватқан мусулман бир аилини қәстән минибуси билән соқувәткән натанйәл велтман, бир аилидин 15 йашлиқ бир қизни өз ичигә алған 4 адәмни өлтүргән вә 9 йашлиқ бир оғул балини еғир йариланғандурғаниди.

канада баш министири җастин трудо, бу һуҗумни «террорлуқ һуҗуми» дәп атиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر