америка ливан армийәсигә 72 милйон доллар йардәм қилидиған болди

америка ливан армийәси вә бихәтәрлик қисимлириға 72 милйон доллар нәқ пул йардәм қилидиған болди.

1938165
америка ливан армийәсигә 72 милйон доллар йардәм қилидиған болди

түркийә авази радийоси хәвири: американиң бейрутта турушлуқ баш әлчиси дороти шейаниң қатнишиши билән ливан пайтәхти бейрутта өткүзүлгән б д т көзәтчиликидики йиғинда, ливан армийәси вә бихәтәрлик қисимлириға йардәм қилиш музакирә қилинди.

йиғиндин кейин, американиң ливан бихәтәрлик қисимлириға йардәм қилиши һәққидә баш әлчи дороти шейа, ливан армийәси баш иштаб башлиқи лейтенант генерал җосеф авн вә ливан ички бихәтәрлик қисмлири қомандани майор генерал имад осман билән бирләшмә ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

баш әлчи дороти шейа мухбирларни күтүвелиш йиғинидики байанатида: «америка палатаси бихәтәрлик йардиминиң зор бир қисмини ливан дөләт бихәтәрлик қисимлири вә ливан армийәсигә айришқа қошулди» деди.

йардәм даирисидә һәрбийләргә һәр ай муәййән миқдарда пул берилидиғанлиқини тилға алған америка баш әлчиси дороти шейа: «бихәтәрлик хадимлириға 6 ай бойичә 100 доллардин болуп җәмий җәмий 72 милйон доллар берилиду» деди.

ливан 2019 - йилдин буйан еғир иқтисадий киризисқа дуч кәлгән болуп, ливанниң мәркизий банкасидики ташқи перевот мәсилиси вә ташқи перевот записиниң ерип кетиши, дөләттә еғир киризисларниң йүз беришигә сәвәб болған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر