шивейтсарийә йавропа иттипақиниң русийәгә қаратқан җазалирини иҗра қилишни қарар қилди
шивейтсарийә йавропа иттипақиниң «украинадики һәрбий таҗавузчилиқи» ни нәзәрдә тутуп русийәгә йүргүзгән ембарго пиланини иҗра қилишни қарар қилди.
1938192

түркийә авази радийоси хәвири: шивейтсарийә федератсийә кеңиши байанат елан қилип: «шивейтсарийә русийәниң 24-февралдин (2022) буйан украинаға қаратқан һәрбий һуҗумлири һәмдә украинаниң земин пүтүнлүки, игилик һоқуқи вә бихәтәрликигә бузғунчилиқ селиш һәрикәтлиригә қарита чиқирилған йавропа иттипақиниң 9-җаза пиланидики тәдбирләрни иҗра қилишни қарар қилди» дегәнләрни қәйт қилди.