пирезидент байдин украина күтүватқан хуш хәвәрни елан қилди

америка пирезиденти җо байдин украинани 31 данә « M1-абрамс» (Abrams) танкиси билән тәминләйдиғанлиқлирини елан қилди.

1938015
пирезидент байдин украина күтүватқан хуш хәвәрни елан қилди
zelenski.y-biden.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: америка пирезиденти җо байдин ақсарайда елан қилған байанатида: « абрамс танкилири дунйадики әң йеңи иқтидарлиқ такилар. булар украинаниң земинини қоғдаш вә истратегийәлик нишаниға йетиш иқтидарини күчәйтиду» деди.

у танкиларни асираш вә ишлитиш техникилириниң интайин мурәккәп икәнликини, шуңа украина әскәрлирини әң қисқа вақит ичидә тәрбийәләшни башлайдиғанлиқлирини билдүрди.

у танкиларни тапшуруш ишлириниң, украиналиқлар абрамс танкилирини мудапиә ишлириға маслаштурушқа тәййар болғанда әмәлгә ашидиғанлиқини қәйт қилди.

америка ташқи ишлар министири нед прайс украинаға берилидиған танкилар һәққидә тохталғанда, «украинаниң пәқәт земинини қоғдаш үчүн ишлитиш» шәртиниң барлиқини әскәртти.

америка мәзкур қарарни чиқириши билән тәң, германийәму украинаға «2-йилпиз» намлиқ танка беридиғанлиқини елан қилған иди.

украина пирезиденти володимир зеленский америка билән германийәниң танка бериш қарари үстидә тохтилип: «бүгүн украина үчүн кишини интайин сөйүндүридиған хуш хәвәрләр күни. әмди танка бирләшмиси бар» деди.

у видеосида: «урушниң қисқа вақит ичидә ахирлишиши үчүн танкилардин башқа, йирақ мусапилиқ башқурулидиған бомба, зәмбирәк системилири вә күрәшчи айропиланларға еһтийаҗлиқмиз. алдинқи сәпләрдики қәһриманлиримиз дунйадин қанчилик көп мудапиә қораллири алса, русийәниң урушқақлиқи шунчилик тез ахирлишиду» деди.

русийә 24-феврал (2022) украинаға қарши ишғал һәрикитини башлиған иди. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر