фирансийә буркина фасодики әскәрлирини чекиндүридиған болди

фирансийә буркина фасодики әскәрлирини бир ай ичидә чекиндүридиғанлиқи елан қилди.

1938120
фирансийә буркина фасодики әскәрлирини чекиндүридиған болди

түркийә авази радийоси хәвири: фирансийә мәтбуатлириниң дипломатик мәнбәләрни асас қилған хәвиригә қариғанда, буркина фасода турушлуқ фирансийә әскәрлирини чекиндүрүш тәлипи алдинқи күни фирансийәгә йәткүзүлгән.

буркина фасо һөкүмити 2018 - йили фирансийә армийәсиниң өз дөлитидә турушлуқ орни тоғрисидики келишимниң бикар қилинғанлиқини фирансийәгә рәсмий йосунда уқтурған.

фирансийә дипломатик мәнбәлири: «тохтамниң шәртлиригә асасән, тохтамниң бикар қилинғанлиқиға даир йазма уқтуруш тапшурулғандин бир ай кейин, рәсмий күчкә игә болиду вә  бу тәләпни орунлаш арқилиқ биз келишимниң маддилириға әмәл қилимиз» дәп байанат елан қилған.

буркина фасода фирансийәниң сабре һәрикити даирисидә 400 әскири вәзипә өтимәктә.

буркина фасо һөкүмитиниң байанатчиси жан еммануел оведраго фирансийә әскәрлириниң буркина фасода турушиға рухсәт қилған келишимниң бикар қилинғанлиқини, шундақтиму икки дөләт оттурисидики дипломатик мунасивәтләрниң давамлишидиғанлиқини билдүргән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر