йапонийәдә чөкүп кәткән йүк парахотида 14 нәпәр хитай хадимниң барлиқи билдүрүлди
йапонийәниң нагасаки өлкиси деңиз тәвәликидә 22 хадими болған бир йүк парахоти чөкүп кәтти.
1937465

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийәниң рәсмий хәвәр агентлиқи кйодониң хәвәр қилишичә, хоңкоң байриқи есилған 6551 тоннилиқ «җинтан» йүк парахоти нагасаки деңиз тәвәликидә чөкүп кәткән.
данҗо араллириниң 110 киломитир ғәрбидә чөкүп кәткән парахоттики 22 нәпәр хадимдин төт нәпириниң қутқузувелинғанлиқи билдүрүлди.
йүк парахотидики хадимлардин 14 нәпириниң хитай пуқраси, сәккиз нәпириниң бирма пуқраси икәнлики уқтурулди.
йапонийә деңиз саһили муһапизәт әтрити қалған хадимларни қутқузуш хизмәтлирини давамлаштурмақта.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر

бирмада һәрбий һакимийәт дөләттики җиддий һаләтни йәнә алтә ай узартти
бирмада җиддий һаләтниң йәнә алтә ай узартилишиға, америка қаттиқ наразилиқ билдүрди.