наса билән пентагон аләм ишлирида өзара һәмкарлишиду

америка аләм қатниши идариси-наса (NASA) билән дөләт мудапиә министирлиқи (бәш бурҗәклик бина, пентагон) марс вәзиписи өзара һәмкарлишиду.

1937831
наса билән пентагон аләм ишлирида өзара һәмкарлишиду

түркийә авази радийоси хәвири: игилинишчә, наса билән пентагонға қарашлиқ илғар мудапиә тәтқиқат лайиһә пирограммиси (DARPA), марс вәзиписи үчүн ишләпчиқирилидиған йадро иссиқлиқ ракетасиниң моторини тәрәққий қилдурушқа қошулған.

америка аләм қатниши идарисиниң байанатиға қариғанда, илғар мудапиә тәтқиқат лайиһә пирограммиси билән ай шари вә йәр шари оттурисидики тез сүрәттә мәшғулат қилалайдиған ракетани өз ичигә алған пирограмма (DRACO) өзара һәмкарлиқ орнитилидикән.

америка аләм қатниши идарисиниң башқурғучиси бил нелсон (Bill Nelson): «биз йадро иссиқлиқ тарқитиш техникисини балдур болғанда 2027-йилғичә узун йиллиқ һәмраһимиз DARPA билән һәмкарлишип, тәрәққий қилдуримиз. аләм учқучилири бу йеңи техника арқилиқ аләм бошлуқиға илгирикигә қариғанда тез келип-кетиду» деди.

у һәмкарлиқ даирисидә, насаниң аләм техникиси мудирлиқиниң ракета моторини тәрәққий қилдуридиғанлиқини, DARPA ниң реактор вә моторни тәрәққий қилдурушқа күч чиқарғандин башқа, пүткүл җәрйанни башқуридиғанлиқини билдүрди.

DARPA ниң директори, доктор стефане томпкинс (Stefanie Tompkins) икки органниң узун тарихқа игә икәнликини тәкитләп, бу һәмкарлиқниң аләм техникисини илгири сүридиғанлиқини байан қилди.

у DRACO ниң ай шариға материйалларни тез йәткүзүштә моһим рол ойнайдиғанлиқини тилға елип, кәлгүсидә бу пирограмма арқилиқ кишиләрни марсқа елип беришниң еһтималлиқ даирисидә икәнликини қәйт қилди.

американиң әң ахирқи йадро иссиқлиқ ракета мотори синиқи 50 нәччә йил илгири елип берилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر