һиндистанда 17 мусулманни өлтүрүш билән әйиблиниватқан гумандарлар ақланди

һиндистанниң гуҗарат өлкисидики бир сот мәһкимиси дәлил-испатниң толуқ әмәсликини илгири сүрүп, 17 мусулманни өлтүрүш билән әйиблиниватқан 22 гумандарниң гунаһсиз икәнликигә һөкүм қилди.

1937733
һиндистанда 17 мусулманни өлтүрүш билән әйиблиниватқан гумандарлар ақланди

түркийә авази радийоси хәвири: ақлиғучи адвокат гопал соланки таратқуларға байанат берип, мәзкур кишиләрниң тәптишләр дәлил-испат тапалмиғанлиқи үчүн ақланғанлиқини билдүрди.

2002-йили 2-айниң 27-күни гуҗарат өлкисидики годхра пойиз бекитидики бир пойизда от апити йүз берип 60 һинди һаҗи қаза қилғандин кейин өлкә миқйасида қалаймиқанчилиқ йүз бәргәниди.

мусулманларни от апитиниң җавабкари дәп қариған һинди шайкилар, гуҗарат өлкисидики мусулманлар олтурақ районлириға һуҗум қилған, вәқәләр җәрйанида мусулманларни өз ичигә алған кәм дегәндә 1000 адәм өлтүрүлгән, йүзләрчә айал басқунчилиққа учриғаниди.

қозғилаң йүз бәргәндә гуҗарат өлкисиниң баш министири болуп вәзипә өтәватқан һиндистанниң һазирқи баш министири нарендра моди, мусулманларниң өлтүрүлүшини тосуш үчүн йетәрлик иш қилмаслиқ билән әйибләнгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر