байдинниң өйидә йәнә йеңи мәхпий һөҗҗәтләр тепилған

америка пирезиденти җо байдинниң делавийер иштатидики өйидә йәнә алтә мәхпий һөҗҗәт тепилғанлиқи билдүрүлди.

1936391
байдинниң өйидә йәнә йеңи мәхпий һөҗҗәтләр тепилған

түркийә авази радийоси хәвири: пирезидент җо байдинниң хусусий адвокати боб бавйер (Bob Bauer) ниң йазма байанатида, федератсийә тәкшүрүш идариси (FBI) хадимлириниң, җүмә (2022-йили 20-йанвар) күни байдинниң вилмиңтон (Willmington) дики өйини ахтурғанлиқини қәйт қилди.

байанатта, тәхминән 13 саәт давамлашқан ахтурушта, байдинниң кеңәш палатасиниң әзаси вә муавин пирезидент болған мәзгилгә аит алтә мәхпий һөҗҗәтниң тепилғанлиқи әскәртилди.

йеңи мәхпий һөҗҗәтләрниң әдлийә министирлиқи мәсуллири хадимлири тәрипидин әтраплиқ тәкшүрүш үчүн печәтләнгәнлики, пирезидент байдинниң өйидики ахтурушқа халис нийәттә рухсәт қилғанлиқи әскәртилди.

байанатта йәнә, һәптә ахиридики ахтуруш җәрйанида пирезидент байдин билән рәпиқиси җил байдинниң өйидә йоқлуқи тәкитләнди.

пирезидент байдинниң мәслиһәтчилиридин ричард савбер (Richard Sauber) 9-йанвар елан қилған байанатида, байдинниң пен байдин (Penn Biden) мәркизидики хусусий ишханисида, 2-нойабирда (2022) муавин пирезидент болған мәзгилгә аит «мәхпий мәлуматлар бар аз сандики мәхпий һөҗҗәтләр» ниң тепилғанлиқини билдүргән иди.

у һөҗҗәтләрниң «қулупланған ишкапта» икәнликини, һөҗҗәтләр тепилғанда пирезидент байдинниң хусусий адвокатлириниң дәрһал ақсарай вә дөләт архипханилири билән алақиләшкәнликини қәйт қилған иди.

пирезидент байдин ишханисидин мәхпий һөҗҗәтләрниң тепилғанлиқини аңлиғанда, «һәйран қалғанлиқи» ни ейтип,  һөҗҗәтләрниң мәзмунини билмәйдиғанлиқини билдүргән иди.

әдлийә министирлиқи мәзкур һөҗҗәтләрни тәкшүрүш үчүн мәхсус тәптиш хадимини вәзипигә тәйинлигән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر