байдин: ишханамда «мәхпий һөҗҗәтләр» ниң чиққанлиқидин пушайман қилмаймән
америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин өйи вә ишханисидин «мәхпий һөҗҗәтләр» ниң чиққанлиқидин пушайман қилмайдиғанлиқини ейтти.
түркийә авази радийоси хәвири: америка пирезиденти җо байдин тәбиий апәтләр еғир талапәт йәткүзгән калифорнийә иштатини зийарәт қилди, һәмдә зийарити җәрйанда, өйи вә ишханисидин чиққан «мәхпий һөҗҗәтләр» гә мунасивәтлик соал сориған мухбирларға наразилиқ билдүрүп мундақ деди: «бу йәрдә еғир бир мәсилә бар. америка хәлқи силәрниң немишқа мәндин калифорнийә иштатидики тәбиий апәтләрһәққидә соал соримиғанлиқиңларни һеч чүшинәлмәйватиду.»
у бир нәччә мәхпий һөҗҗәтниң хата җайда икәнликини билдүрүп, бу һөҗҗәтләрни дәрһал дөләтлик архип идариси вә әдлийә министирлиқиға тапшуруп бәргәнликлирини әскәртти.
у мундақ деди:
«бу мәсилиниң һәл қилиниши үчүн мунасивәтлик орунлар билән толуқ һәмкарлишиватимиз. мениңчә, буниңда һечқандақ мәсилә йоқ. өйүмдин вә ишханамдин <мәхпий һөҗҗәтләр> ниң чиққанлиқидин пушайман қилмаймән. мән пәқәт адвокатлирим немә десә шуни қиливатимән, халас.»