афғанистанда бир һәптә ичидә тоңлап өлгәнләрниң сани 70 кә йәтти

афғанистанда йеқинқи күнләрдә күчәйгән соғуқ һава температураси сәвәбидин җенидин айрилғанларниң сани 70 кә йәтти.

1934833
афғанистанда бир һәптә ичидә тоңлап өлгәнләрниң сани 70 кә йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: талибан вақитлиқ һөкүмити тәбиий апәт министирлиқи мәмликәт миқйасида йеқинқи сәккиз күндин буйан соғуқ һаваниң күчийиши  сәвәбидин 70 кишиниң җенидин айрилғанлиқини елан қилди.

җиддий қутқузуш мәркизиниң мудири мәвләви абдулла муһәммәди: «дәсләпки санлиқ мәлуматларға қариғанда, қар вә соғуқ һава сәвәбидин бадгис, ғазни, нимруз, пактика, һират, қәндиһар вә фарйабта 70 киши җенидин айрилған» деди.

муһәммәди мәмликәт миқйасида 70 миң һайванниңму соғуқта һалак болғанлиқини ейтти.

афғанистанниң ғәрбидики һират өлкисидә қиш пәсли башланғандин буйан кочиларда йашайдиған зәһәрлик чекимлик ​​чәккүчиләрдин 45 кишиниң музлап өлгәнлики билдүрүлди.  

афғанистанда, иқтисадий киризис сәвәбидин қишта отун вә көмүр сетивалалмайдиған төвән киримлик ​​хәлқ тәбиқиси бар болуп, йезиларда рәсмий ройхәткә елиш йетәрсиз болғанлиқи сәвәбидин өлгәнләр саниниңму елан қилинғандин йуқири болуш еһтималлиқи йуқири.

афғанистанда болупму қиш пәслидә қатнаш қийинчилиқи түпәйлидин инсанпәрвәрлик йардәм тәшкилатлириниң еһтийаҗлиқ аилиләргә йардәм йәткүзүшиму қийинға тохтап кәлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر